афғанистанда 3 күнлүк уруш тохтитиш ахирлашти

афғанистанда роза һейт мунасивити билән елан қилинған уруш тохтитиш ахирлашти.

1640118
афғанистанда 3 күнлүк уруш тохтитиш ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: талибан алдинқи һәптә пүтүн мәмликәт миқйасида үч күнлүк уруш тохтитидиғанлиқини елан қилған иди.

талибанниң 3 күнлүк уруш тохтитиш чақириқидин кейин, афғанистан пирезиденти әшрәф ғәни әһмәдзай бихәтәрлик қисимлирини уруш тохтитишқа риайә қилишқа буйриған иди.

лекин шундақтиму җүмә күни пайтәхтниң шималидики бир мәсчиттә йүз бәргән бомба һуҗумида 12 киши қаза қилип, 15 киши йариланған иди.

талибан һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алмиған вә һөкүмәт истихбарат идарисини әйиблигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر