ийорданийә падишаһи: исраилийәниң дәпсәндичиликлири ашқунлуқни әвҗ алдурувәтти

ийорданийә падишаһи 2 – абдуллаһ, исраилийәниң пәләстинликләргә қаратқан дәпсәндичиликлириниң бихәтәрликкә тәһдит селип, ашқунлуқни әвҗ алдурувәткәнликини ейтти.

1639724
ийорданийә падишаһи: исраилийәниң дәпсәндичиликлири ашқунлуқни әвҗ алдурувәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә хан җәмәти сарийиниң билдүрүшичә, падишаһ 2 – абдуллаһ, видео конферанс васитиси арқилиқ өткүзүлгән «терроризм вә хәлқаралиқ ашқунлуққа қарши күрәш» темилиқ йиғинда қилған сөзидә, исраилийәниң ишғал астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқса вә пәләстинликләргә қаратқан дәпсәнчиликлириниң, бихәтәрликкә тәһдит селип, ашқунлуқни әвҗ алдуруватқанлиқи вә нәпрәт уруқи чечиватқанлиқини әскәрткән, һәмдә пәләстин – исраилийә мәсилисигә кәң даирилик вә адил һәл қилиши чариси тепилмаслиқиниң, күтүлмигән еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر