донбас районида бир украина әскири җенидин айрилди

украинаниң шәрқигә җайлашқан донбас районида русийәпәрс бөлгүнчиләрниң оқ чиқириши нәтиҗисидә, бир украина әскири җенидин айрилди.

1639297
донбас районида бир украина әскири җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийәси донбас районида бир әскәрниң җенидин айрилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, русийәпәрәс бөлгүнчиләрниң оқ чиқириши нәтиҗисидә, бир украина әскириниң җенидин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

русийә, украина һәмдә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатидин тәшкилләнгән үч тәрәп гурупписи 2020-йили 27-ийул донбас районидики киризисини һәл қилиш үчүн кәң даирилик уруш тохтатқан иди.

районда аталмиш мустәқиллиқини елан қилған русийәпәрәс бөлгүнчиләр билән кийев һөкүмити оттурисида 2014-йилдин буйан давамлашқан тоқунушларда, 13 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر