исраилийә сақчилири мәсҗиди әқсада бамдат намизидин кейин һуҗум башлиди

исраилийә сақчилири ишғалийити астидики мәсҗиди әқсада бамдат намизидин кейин йәнә бир қетим пәләстинлик йашларға һуҗум қилди.

1638247
исраилийә сақчилири мәсҗиди әқсада бамдат намизидин кейин һуҗум башлиди

түркийә авази радийоси хәвири:  қуддус исламий фонди җәмийәтлири идарисидин исмини ашкарилашни халимайдиған бир әмәлдар, пәләстинлик йашларниң һәрәм-шәрифтә бамдатни оқуғандин кейин қиблә мәсчити билән қуббәтус сәһра оттурисидики районға йиғилғанлиқини билдүрди.

тәкбир вә шоарларни товлиған йашларға исраилийә сақчилириниң пластик оқ етип мудахилә қилғанлиқини  вә  пәләстинлик йашларниңму сақчиларға таш етип қаршилиқ көрсәткәнликини ейтти.

пәләстинлик йашларниң мәсҗиди әқсадики қиблә мәсчити алдида исраилийә сақчилириға таш етип қаттиқ инкас қайтурғанлиқини тилға алған мәзкур әмәлдар, исраилийә сақчилириниң болса әл-мағарибә (бурақ-маракәшликләр) дәрвазиси районидин йашларни нишан қилип оқ атқанлиқини уқтурди.  шәрқий қуддусниң кона шәһәр райониға җайлашқан һәрәм-шәрифтики вәқәләрниң анчә чоң әмәсликини, лекин бир қисим йашларниң йариланғанлиқини  әскәртти.

мәсҗиди әқсада  исраилийә сақчилири билән пәләстинлик йашлар оттурисидики тоқунушлар һазирму давамлашмақта.  

исраилийә сақчилири түнүгүн кәчтә мәсҗиди әқсадики тарави намизидин кейин йәнә бир қетим пәләстинлик йашларға аваз бомбиси билән һуҗум қилған, әмма вәқәләр бәк чоңийип кәтмәстин ахирлашқан иди.

түнүгүн кәчтә йәнә мәсҗиди әқса җайлашқан кона шәһәрниң дәмәшиқ дәрвазисида, исраилийә сақчилириниң пәләстинликләргә қилған мудахилисидә 27 пәләстинлик йариланған иди.

нәччә күндин бери давамлашқан исраилийә һуҗумлирида шәһид болғанларниң сани 35 кә йәтти вә йариланғанларниң сани 200 дин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر