колумбийәдики һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайишта 42 киши қаза қилди

колумбийәдә 28-апрелдин буйан давамлишиватқан һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайишта бир сақчини қошқанда, җәмий 42 киши қаза қилди.

1638268
колумбийәдики һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайишта 42 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  колумбийә даирилириниң әң йеңи санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 14 күндин бери  давамлишиватқан намайишларда бу қетим 15 киши қаза қилған, шуниң билән омумий қаза қилғанлар саниниң 42 кишигә йәткәнлики җәзмләштүрүлгән.

йоқап кәткәнләрниң саниниңму түнүгүн 548 гә йәткәнлики, болупму пайтәхт богота, меделлин вә җали қатарлиқ шәһәрләрниң «мәмликәтлик иш ташлаш» намайилирида әң көп адәм өлүш вәқәси көрүлгән шәһәрләр болғанлиқи уқтурулди.

намайишларниң мәркизигә айланған колумбийәниң үчинчи чоң шәһири җалида, алдинқи күни қораллиқ унсурлар йәрлик аптомобил әтритигә һуҗум қилғандин кейин, пирезидент иван дук йәрлик әмәлдарлар билән җиддий йиғин чақирған иди.

пирезидент дук гәрчә 2- майда намайиш сәвәбидин қаза қилғанлар вә йариланғанларниң сани ашқандин кейин баҗ ислаһати қанун лайиһәсини чекиндүргәнликини елан қилған болсиму, кочилардики намайишлар барғанчә күчийип давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر