исраилийәниң һуҗумлирида шеһит болғанларниң сани 24 кә йәтти

исраилийәниң түнүгүн кичә ғәззәгә қилған һуҗумлирида шеһит болғанлар сани 24 кә, йариланғанлар сани 103 кә йәтти.

1637823
исраилийәниң һуҗумлирида шеһит болғанларниң сани 24 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә министирлиқи байанат елан қилип, исраилийәниң әң йеңи һуҗумлирида йәнә үч кишиниң қаза қилиши билән җәмий қаза қилғанлар саниниң 24 кә йәткәнликини уқтурди.

пуқралар қоғдиниш әтритиниң бир әмәлдари, әң йеңи һуҗумлардики адәм өлүш әһвалиниң ғәззәниң ғәрбидики бир өйдә мәйданға кәлгәнликини؛ мәзкур өйдики җенидин айрилған үч кишиниң бириниң айал, бириниң бир мейип пәләстинлик икәнликини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббасниң, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида нурғун кишиниң шеһит болғанлиқини, бу мунасивәт билән роза һейтни тәбрикләш паалийәтлирини әмәлдин қалдуруп, байрақларни йерим чүшүрүш тоғрисида қарар чиқарғанлиқи билдүрүлди.

ғәззә сәһийә министирлиқиниң буниңдин илгирики байанатида, исраилийәниң һуҗумлирида тоққуз нәпири кичик бала болуп җәмий 21 кишиниң шеһит болғанлиқи, 95 кишиниң йариланғанлиқи қәйт қилинғаниди.

дүшәнбә күни йерим кечидә исраилийә армийәси ғәззәдә һәрбий һәрикәт елип беришни башлиғанлиқини, ғәззәгә һавадин зәрбә берилгәнликини, ғәззә тәрәптин исраилийәниң җәнубиға гиранатамйот етилғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر