афғанистанда үч күнлүк уруш тохтитилди

талибан роза һейт мәзгилидә, афғанистанда үч күнлүк уруш тохтитилидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

1637213
афғанистанда үч күнлүк уруш тохтитилди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанда талибан роза һейтта үч күнлүк уруш тохтитилидиғанлиқини елан қилди.

талибан байанатида, талибан қораллиқ күчлиригә һейт мәзгилидә һечқндақ һуҗум қилмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүрүлгәнликини билдүрди.

байанатта, талибан қораллиқ күчлириниң һөкүмәт контроллуқи астидики районларға вә охшаш шәкилдә һөкүмәт қисимлириниңму талибан контрол қиливатқан районларға баралмайдиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, хәлқниң һейт күнлирини хатирҗәмлик вә бихәтәр һалда өткүзүши үчүн уруш тохтитишниң қарар қилинғанлиқи, әмма бу мәзгилдә қарши тәрәпниң һәр қандақ һуҗумиға дәрһал инкас қайтурулидиғанлиқи тәкитләнди.

афғанистан һөкүмити һазирчә талибанниң уруш тохтитиш қарариға мунасивәтлик байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر