сомалидики бир сақчихана адәм бомба һуҗумиға учриди

сомали пайтәхти муқдишуда бир сақчихана нишан қилинған һуҗумда, икки сақчини өз ичигә алған алтә киши җенидин айрилди.

1637243
сомалидики бир сақчихана адәм бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали пайтәхти муқдишуда бир сақчихана нишан қилинған һуҗумда, икки сақчини өз ичигә алған алтә киши җенидин айрилди.

сомали дөләт таратқулиридики хәвәрләрдә, муқдишуға қарашлиқ вабәри районидики сақчиханиниң адәм бомба һуҗумиға учриғанлиқи билдүрүлди.

муқдишу сақчи идарисиниң байанатида: «вабәри районидики сақчихана нишан қилинған адәм бомба һуҗумида, сақчи башлиқи әһмәт башанә вә қомандан йардәмчиси абдибаситни өз ичигә алған алтә киши җенидин айрилди» дейилди.

сомали баш министири һүсәйин робл твиттерда әйиблигән һуҗумға, һазирчә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини җакарлимиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر