америкада йүз бәргән қораллиқ етишишта үч киши йариланди

американиң нйу йорк иштатидики вақит мәйданида йүз бәргән қораллиқ етишишта үч киши йариланди.

1636857
америкада йүз бәргән қораллиқ етишишта үч киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири:  нйу йорк сақчи идариси комиссари дермот ше мухбирларни күтүвелиш йиғинида, вақт мәйданида чүштин кейин саәт 16:55 өткәндә 45-коча билән 7-коча әтрапида қорал авази аңланғанлиқини билдүрди.

дермот ше һуҗумда 4 йашлиқ бир қизниң путидин йариланғанлиқи вә оператсийә қилиниши керәкликини тәкитләп,  йариланған башқа 2 кишидин бирсиниң сайаһәтчи икәнликини вә һәр иккисиниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини ейтти.

вәқәни өз көзи билән көргән шаһитлар бу тоқунушниң бир қанчә киши оттурисида йүз бәргән талаш-тартиш җәрйанида қорал чиқириш түпәйлидин  мәйданға кәлгәнликини билдүрди.

сақчилар гумандарни тутуш үчүн тәкшүрүш хизмәтлирини даамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر