б д т исраилийәгә наразилиқ билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75 – нөвәтлик омумий кеңәшниң башлиқи волқан бозқир, мәсҗиди әқсаниму өз ичигә алған барлиқ ибадәтханиларға һөрмәт қилиниши тоғрулуқ чақириқта болди.

1636364
б д т исраилийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: волқан бозқир, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, исраилийә сақчилириниң қуддуста мәсҗиди әқсаға аваз бомбилири арқилиқ мудахилә қилишиға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: « исраилийә сақчилириниң, муқәддәс рамизан ейиниң ахирқи җүмә күнидә, қуддуста мәсҗиди әқсаға аваз бомбилири арқилиқ мудахилә қилишидин толиму әпсусландим. 1.8 милйард мусулман үчүн муқәддәс вә муһим болған мәсҗиди әқсаниму өз ичигә алған барлиқ ибадәтханиларға һөрмәт қилиниши тоғрулуқ чақириқта болимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر