америка афғанистан қисимлирини башқа дөләттә тәрбийәлиши мумкин

америка армийә иштаб башлиқи марк миллей (Mark Milley) американиң кәлгүсидә афғанистан армийә қисимлирини башқа дөләттә тәрбийәләш мумкинликини ейтти.

1635758
америка афғанистан қисимлирини башқа дөләттә тәрбийәлиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийә иштаб башлиқи марк миллей (Mark Milley) вә дөләт мудапиә министири ллойд остин (Lloyd Austin) бәш бурҗәклик бинада бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, афғанистандин чекиниш мусаписи тоғрисида тохталди.

марк миллей: « һәрбий җәһәттики асасий мәқситимиз, афғанистандики америка әскәрлириниң пиланлиқ, бихәтәр вә системилиқ һалда чекинишини әмәлгә ашуруш үчүн вәзипә алмаштуруштур» деди.

у америка пирезиденти җо байдинниң чекиниш үчүн сентәбир (2021) гичә вақит бәргәнликини вә бу вақит ичидә чекинишни ахирлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилди.

у талибанниң афғанистан қисимлириға һуҗум қилишни давамлаштуруватқанлиқини вә бу һуҗумларниң америка чекиниш мусаписини башлиғандин кейинму давамлашқанлиқини әскәртти.

у «афғанистан әскәрлириниң башқа дөләттә тәрбийәлинип-тәрбийәләнмәйдиғанлиқи» һәққидики соалға: «әлбәттә, башқа дөләттә тәлим-тәрбийә берилиши мумкин. нурғун таллаш йолимиз бар, бирақ һазир диққитимизни чекинишкә мәркәзләштүрдуқ, пиланлиримизни тамамлидуқ» деди.

америка дөләт мудапиә министири остин чекиниш мусаписиниң тәхминән бир һәптә бурун башланғанлиқини вә чекинишниң һазирғичә пилан бойичә илгирилигәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر