қатар дипломатийә министири түркийәни махтиди

қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдрурраһман алсани түркийәниң әрәб җуғрапийәсидә ташлаватқан иҗабий қәдәмлирини махтиди.

1636155
қатар дипломатийә министири түркийәни махтиди

түркийә авази радийоси хәвири: алсани, қатарниң «‹Al Jazeera› телевизийә қанили» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, мундақ деди: «түркийәниң әрәб җуғрапийәсидә иҗабий қәдәмләрни ташлаватқанлиқини көрүватимиз, түркийә районниң айрилмас бир парчиси болуп, районлуқ бихәтәрликкә көңүл бөлүватиду, түркийә билән йахши мунасивәтлиримиз бар, районниң пайдиси үчүн  түркийә – әрәб мунасивәтлириниң йахши  болушини халаймиз» деди.

түркийә билән мисир ташқи ишлар министирлиқлири һәйәтлири оттурисидики сийасий сөһбәтләр, 5 – май күни, мисирниң пайтәхти қаһирәдә башланғаниди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, түркийә билән мисир һәйәтлириниң издиниш сөһбәтлириниң сәмимий кәйпийатта вә кәң даирилик өткүзүлгәнлики, һәр икки дөләтниң, бу сөһбәтләрниң нәтиҗилирини йәкүнлигәндин кейин, кейинки басқучта ташлинидиған қәдәмләр һәққидә қарар чиқиридиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر