путин нетанйаһу билән телефонлашти

русийә пирезиденти виладимир путин исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу билән телефонда көрүшти.

1636146
путин нетанйаһу билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, русийә пирезиденти виладимир путин билән исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң сүрийә мәсилиси һәққидә музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, нетанйаһу, исраилийә тәрәпниң кийев вәкиллири билән елип барған учришишлири һәққидә  путинға мәлумат бәргән.

русийә – исраилийә мунасивәтлириму күнтәртипкә кәлгән телефон сөһбитидә, һәр икки тәрәп, учур – алақини давамлаштуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر