мухбирларни күтүвелиш йиғини әснасидики түркийә айропилани көрүнүши қизиқ темиға айланди

йавропа иттипақи комитетиниң кеңйиш ишлири комиссари оливер вархели билән албанийә баш министири әди раманиң мухбирларни күтүвелиш йиғини әснасидики түрк һава йоллири ширкити айропилани көрүнүши қизиқ темиға айланди.

1634961
мухбирларни күтүвелиш йиғини әснасидики түркийә айропилани көрүнүши қизиқ темиға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң кеңйиш ишлири комиссари оливер вархели билән албанийә баш министири әди раманиң мухбирларни күтүвелиш йиғини әснасида, түркийә һава йоллири ширкити — THY ниң бир йолучилар айропиланиниң арқа тәрәптин өтүши қизиқарлиқ көрүнүшләрни оттуриға чиқарди.

оливер вархели пайтәхт тирандики йавропа иттипақи албанийәгә әвәткән  ваксиниларни өткүзүп бериш мурасимида баш министир әди рама билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

икки рәһбәрниң қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини әснасида, түркийә һава йоллири ширкити йолучилар айропилани учуш йолида илгириләшкә башлиди؛ икки рәһбәр түркийә һава йоллири ширкитиниң намини айрим – айрим тәкрарлап күлүмсириди. телевизийә қаналлирида биваситә тарқитилған көрүнүшләр қисқа вақит ичидә иҗтимаий таратқуларда нурғун қетим һәмбәһирләнди вә «түркийәниң балқан райониға қаратқан дипломатийә сийаситини буниңдинму йахши ипадиләп бәргили болмайтти» дегәндәк қарашлар оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر