америка: афғанистандин чекиниш %2 билән %6 арилиқида ишқа ашурулди

америка мәркизий қисимлар қоманданлиқи, америка әскәрлирини афғанистандин чекиндүрүш хизмәтлириниң %2 билән %6 арилиқида ишқа ашурулуп болғанлиқини елан қилди.

1634205
америка: афғанистандин чекиниш %2 билән %6 арилиқида ишқа ашурулди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдинниң 11 – сентәбир вәқәсиниң хатирә күнигичә афғанистандики америка әскәрлирини толуқ чекиндүрүп болуш тоғрисидики қараридин кейин башланған әскәр чекиндүрүш хизмәтлири давамлашмақта.

америка мәркизий қисимлар қоманданлиқи  байанат елан қилип, пирезидентниң қараридин буйан, тәхминән 60 данә C-17 типлиқ айропилан йүки афғанистандин йөткәп кетилди, дегәнләрни қәйт қилди.

американиң афғанистандики «New Atontik» һәрбий базисини афғанистан армийәсигә өткүзүп бәргәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «мәркизий қисимлар қоманданлиқи чекинишниң %2 билән %6 арилиқида ишқа ашурулуп болғанлиқини мөлчәрлимәктә» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, қоманданлиқниң һәр һәптә байанат елан қилип, тәхминән чекиниш нисбити һәққидә чүшәнчә беридиғанлиқи әскәртилди.

америка һөкүмити 2020- йили 2- айниң 29- күни талибанлар билән келишим түзгән вә 2021- йили 5- айниң 1- күни афғанистандин чекиниш тоғрисида бирдәклик һасил қилғаниди.

пирезидент җо байдин һөкүмити, 1- майдин 11- сентәбиргичә болған арилиқта афғанистандин пүтүнләй чекинип болидиғанлиқлирини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر