нигерда қораллиқ һуҗум йүз бәрди

нигерда қораллиқ һуҗум йүз берип, 16 әскәр билән 4 пуқра йариланди.

1634362
нигерда қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигер армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, 200 гә йеқин қораллиқ киши дөләтниң ғәрбидики банибангу райониға һуҗум қилған, дөләт хәвпсизлик күчлириниң җаваб қайтурушидин кейин, икки тәрәп оттурисида тоқунуш йүз бәргән, тоқунушта 16 әскәр билән 4 пуқра һайатидин айрилған, бир қисим әскәрләр йоқап кәткән.

байанатта тәкитлинишичә, дөләтниң ғәрбий қисмида йеқиндин буйан зораванлиқ вәқәлири барғансери әвҗ елип кәтмәктә икән.

таһоа районида, 1 – май күни әскәрләр қораллиқ һуҗумға учриған, һуҗумда 16 әскәр һайатидин айрилғаниди.

саһел районида «3 дөләт чеграси» дәп билинидиған буркина фасо, мали вә нигер чегра райони, йеқинқи йилларда террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә қарашлиқ гуруппилар билән даешниң һуҗумлириға сәһнә болмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر