маракәштә бирайал тоққузкезәк туғди
маракәшниң касабланка сәһиридә туғулған малилиқ айал бирла қетимда 5 қиз вә 4 оғул болуп, җәмий 9 бала туғди.
1634406
түркийә авази радийоси хәвири: маракәш пул-муамилә вә сәһийә министирлиқиниң байанатида, мали пуқраси һалимә сисиниң касабланкадики бир сәһийә оргинида оператсийә арқилиқ тоққузкезәк туғқанлиқи билдүрүлди.
һалимә сиси вә 9 балисиниң саламәтликиниң йахши икәнлики уқтурулди.
һалимә сисиниң малиниң пайтәхти бамакода елип берилған тәкшүрүшләрдә қорсиқида 7 бовақ барлиқиға даир дийагноз қойулған болуп, униң саламәтлик әһвалини көзитиш үчүн 30-мартта маракәшкә йөткәп келингән иди.
һалимә сиси тәкшүрүш нәтиҗисиниң әксичә тоққузкезәк туғди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.