колумбийәдики намайишларда 19 киши қаза қилди

колумбийәдә 28- апрелдин бери давамлишиватқан баҗ ислаһатиға қарши кәң көләмлик намайишларда, һайатидин айрилғанларниң сани 19 ға вә йариланғанларниң сани 846 гә йәтти.

1634222
колумбийәдики намайишларда 19 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: намайиш мәркизи болған пайтәхт боготаниң тарихи боливар мәйданиға қарап йүрүш қилған  намайишчилар, қоллирида лозункиларни көтүрүшүп, пирезидент иван дукниң иқтисадий сийаситигә наразилиқ билдүрди.

болупму меделлин, җали вә барранкула қатарлиқ шәһәрләрдә мәйданларда йүрүш қилған миңлиған киши һөкүмәткә вә сақчиларниң намайишчиларға тутқан позитсийисигә етираз билдүрди.

топилаңға тақабил туруш қисмидики сақчи хадимлири билән намайишчилар оттурисида боготаниң бәзи районлирида тоқунуш йүз бәрди.

сақчилар зораванлиқ вәқәлирини кәлтүрүп чиқарған дегән сәвәб билән һазирғичә 431 кишини қолға алди.

дөләт мудапиә министири диего молано елан қилған байанатида, кочидики зораванлиқ вәқәлиригә қарита сабиқ колумбийә инқилаби қораллиқ күчлири вә маркисизм тәшкилати миллий азадлиқ армийәсини әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر