белгийәдә бир деһқан фирансийә чеграсини өзгәртип белгийәни чоңайтти

белгийәлик бир деһқан еһтийатсизлиқтин фирансийә билән болған чеграни өзгәртивәтти.

1634432
белгийәдә бир деһқан фирансийә чеграсини өзгәртип белгийәни чоңайтти

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәниң хәйнавут өлкисидә фирансийә чегрисиға җайлашқан еркулиннес районида турушлуқ бир деһқан етизлиқта йәр һәйдәватқанда тиракториға тосқунлуқ қилғанлиқи сәвәбидин чегра сизиқини бәлгиләйдиған ташни орнидин йөткивәткән болуп, ойлимиған йәрдин белгийә билән фирансийә оттурисидики чегра сизиқини қайта сизип чиққан болди.

бу вәқәни орманлиқта сәйлә қиливатқан бир тарих һәвәскари байқиди.

икки дөләт чеграсини көрситидиған ташниң франсийә земиниға 2.29 метир илгирилигәнлики байқалди.

бу вәқә дипломатик кризискә сәвәб болмиди. һәр икки тәрәп мәсилини чахчақлашқан һалда  музакирә қилди.

белгийәниң еркулиннес шәһәр башлиқи давид лавакис кичиккинә йәрләр үчүн йүз бәргән урушларни чахчақ қилған һалда әскәртип, «белгийәни чоңайтип, фирансийәни кичиклитипту. бу йахши пикир әмәс» деди вә күлүп түрүп, «мән хушалмән, чүнки шәһирим техиму чоңийип кәтти» деди.

белгийә мәсуллири деһқан билән алақилишишни вә униңдин ташни әсли орниға қойушни тәләп қилишни пиланлимақта.

әгәр ундақ болмиған тәқдирдә, бу иш 1930-йилдин бери пассип һалдики фирансийә-белгийә чегра комитетини һәрикәткә өткүзүш үчүн белгийә ташқи ишлар министирлиқиға йоллинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر