бирмадики тоқунушларда сәккиз әскәр өлди

бирманиң баңладеш чеграсидики чин иштатида һәрбий өзгиришкә қарши етник қораллиқ гуруппилардин чинләнд мудапиә қисимлири билән бирма армийәси оттурисида чиққан тоқунушларда, сәккиз бирма әскири өлди.

1634314
бирмадики тоқунушларда сәккиз әскәр өлди

түркийә авази радийоси хәвири: чинләнд мудапиә қисимлириниң нам-шәрипини ашкарлашни халимиған бир мәсули бирма «Now» хәвәрләр ториниң зийаритини қобул қилғанда, 2-3- май күнлиридә иштатқа қарашлиқ хаха шәһиридә бирма армийәси билән тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

мәсул хадим бирма армийәсиниң пуқраларға қилған һуҗумлириға қаршилиқ көрсәткәнликлирини билдүрүп, тоқунушларда бирма армийәсиниң сәккиз әскириниң өлгәнликини әскәртти.

чинләнд мудапиә қисимлири 1-феврал йүз бәргән һәрбий өзгириштин кейин, намайишчиларни бирма армийәсидин қоғдаш үчүн қурулған иди.

һәрбий өзгириштин буйан бирма һава армийә қисимлиридин тәхминән 80 хадим, һәрбий һакимийәтниң буйруқлириға қарши чиқип намайишчилар сепигә өтти.

бирма һәрбий һакимийити дөләт ичидә хәлқаралиқ телевизийә қаналлириға улинидиған сүний һәмраһ қобул қилиш антиналири ишлитишни чәклиди.

бирманиң б д т дики даимий вәкили кйав мотун американи бирма армийәсигә техиму көп ембарәо йүргүзүшкә чақирди.

бирма армийәси 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши билән дөләт ичидә сийасий йирикчилик кәскинләшкәндин кейин, 1-феврал (2021) һөкүмәтни өткүзүвалған иди.

бирма армийәси бирманиң әмәлийәттики рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучи қатарлиқ дөләт вә һакимийәт бешидики партийәниң рәһбәрлирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришкә қарши чиққан намайишчиларни қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә һазирғичә 769 пуқра җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر