италийәдә тунҗи «ковидсиз арал» елан қилинди

италийәдә ваксина әмләш сәпәрвәрлики тамамланған прокида арили тунҗи «ковидсиз арал» ға айланди

1633511
италийәдә тунҗи «ковидсиз арал» елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: наполи шәһири деңиз тәвәликигә қарашлиқ сайаһәт орунлиридин бири болған прокида арилида олтурушлуқ кишиләрниң һәммиси ковид -19 ға қарши ваксина әмлинип болди.

шундақ қилип, прокида пүтүн олтурақ нупусиға ваксина әмлинип болған тунҗи италийә арилиға айланди.

прокида арилида тәхминән 6900 ваксина әмләнди вә буниң тизимға алдурулған нупусниң %92 ни өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүлди.

ваксина әмлиниш нисбити йуқири сәвийәгә чиқиши билән аралда вирусниң тарқилиш хәвпиниң азийишиға төһпә қошқанлиқи уқтурулди.

прокидадин қалсила униңға қошна исчйа арилидиму әтәдин башлап арал аһалилиригә ваксина әмләшниң күчәйтилидиғанлиқи хәвәр қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر