исраилийәдә йуқумниң биразилийә вә чили варийантлири байқалди

исраилийәдә тунҗи қетим ковид – 19 йуқуминиң биразилийә вә чили варийантлири байқалди.

1633382
исраилийәдә йуқумниң биразилийә вә чили варийантлири байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә сәһийә министирлиқи йазма байанат елан қилип, ковид - 19  ваксиниси әмләткәндин кейин чәт әлдин қайтқан үч исраилийәликниң иккисидә йуқумниң биразилийә, йәнә биридә чили варийантиниң байқалғанлиқини уқтурди.

байанатта йәнә, һәммиси чәт әл пуқраси болған 19 кишидә йуқумниң һиндистан варийантиниң байқанлиқи, шуниң билән исраилийәдики йуқумниң һиндистан варийантини йуқтурувалғанлар саниниң 60 қа йәткәнлики қәйт қилинди.

исраилийәдә өткән һәптә төт нәпири ваксина әмләнгәнләр болуп җәмий 41 кишидә ковид – 19 йуқуминиң һиндистан варийанти байқалғаниди.

нопуси билән селиштурғанда, дунйадики әң көп ваксина әмләнгән дөләт болған исраилийәдә, йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә күндилик йуқумланғучилар сани 200 дин төвән болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر