афғанистанда йүз бәргән су апитидә нурғун адәм өлди

афғанистанниң ғәрбидики һерат вилайитидә йүз бәргән су апитидә 14 киши қаза қилди.

1633822
афғанистанда йүз бәргән су апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: һерат валий мәһкимиси байанатчиси җәйлани фәрһадниң билдүрүшичә, һерат вилайитиниң адраскән наһийәсидә, қара йамғур кәлтүрүп чиқарған су апитидә 14 киши җенидин айрилған, көп санда чарва маллар һалак болған.

униң ейтишичә, һерат вилайитиниң уба наһийәсидиму су апити йүз бәргән болуп, палакәттә адәм өлүш әһвали көрүлүп көрүлмигәнлики техичә ениқ әмәс икән.

су апитидә көп санда өй - макан су астида қалған болуп, издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر