мексикада бир метро өтүшмә көврүки үстидики пойиз вагонлири билән бирликтә өрүлүп чүшти

мексикада метро өтүшмә көврүки өрүлүп чүшүп, 15 киши қаза қилди вә  70 киши йариланди.

1633487
мексикада бир метро өтүшмә көврүки үстидики пойиз вагонлири билән бирликтә өрүлүп чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мексика мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, алақидар мәсуллар пайтәхт мексикида ремонт қилиниватқан метро өтүшмә көврүкиниң бир қисминиң үстидики пойиз вагонлири билән бирликтә өрүлүп чүшкәнликини елан қилған.

алақидар тармақлар вагонларниң өтүшмә көврүкиниң астидики аптомобилларниң үстигә чүшүп кәткәнликини билдүргән.

вәқәдә 15 кишиниң қаза қилғанлиқи вә 70 кишиниң йариланғанлиқини уқтурған алақидар мәсуллар, өтүшмә көврүкиниң йолдин егизликиниң тәхминән 5 метир икәнликини әскәрткән.

қутқузуш әтрәтлири нәқ мәйданға әвәтилиши билән издәп қутқузуш хизмәтлириниң башланғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر