бермада 1 парламент әзаси бомба һуҗуми арқилиқ өлтүрүлди

берманиң баго өлкисидә парламент әзасини нишан қилған бомба һуҗумида 5 киши һайатидин айрилди.

1633469
бермада 1 парламент әзаси бомба һуҗуми арқилиқ өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: «Myanmar Now» ториниң хәвиригә асасланғанда, баго өлкисигә қарашлиқ зе олак йезисида түнүгүн шу йәрниң вақти 17:00 дә , миллий демократик партийәси (NLD) ниң парламент әзаси тет хлайин вин турушлуқ районда, 3 бомба партилиған.

партилашта парламент әзаси виндин башқа йәнә үч сақчи вә бир пуқра қаза қилған.

парламент әзаси вин сийасий өзгириштин кейин ағдурулған сабиқ ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлий рәһбири аң сан су чий билән болған йеқин мунасивити биләнму  һәммигә тонулған киши иди.

һуҗумни кимниң елип барғанлиқиға даир рәсмий байанат елан қилинмиди, әмма сийасий өзгиришкә қарши паалийәтчиләр бу һуҗумни һәрбий һөкүмәт тәрәпдари шайкиларниң қилғанлиқини илгири сүрмәктә.

йәнә бир тәрәптин, багода сақчиларниңму сийасий өзгиришкә қарши намайиштин орун елип, пуқрави итаәтсизлик һәритики башлиғанлиқи билдүрүлмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر