антони блинкен: хитайниң таҗавузчи һәрикәтлири күчәймәктә

америка ташқи ишлар министири антони блинкен хитайниң таҗавузчи һәрикәтлириниң күчәйгәнликини ейтти.

1632859
антони блинкен: хитайниң таҗавузчи һәрикәтлири күчәймәктә
abd-çin.jpg
blinken.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен американиң «CBS» қанили билән өткүзгән сөһбәт пирограммисида, америка -хитай мунасивәтлири үстидә тохталди.

антони блинкен американиң хитайни бесим астида тутушни халимайдиғанлиқини, бирақ шуниң билән биргә йәнә, қаидә – қанунни асас қилған хәлқара түзүмгә зийан йәткүзүшигиму йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.

антони блинкен һәрбий саһәдә тиркишишниң  болса, һәр икки дөләтниң мәнпәәтигә уйғун әмәсликини әскәртти.

у америка пирезиденти җо байдин билән хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң февралда телефонда икки саәт давамлашқан тунҗи сөһбитидә, нурғун мәсилиләрни музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

у: «байдин ениқ қилип, хитайниң иқтисадий бошлуқ йаритиш вә пикри- мүлкийәт һоқуқини оғрилаш қатарлиқ һәр саһәдики нурғунлиған қилмишлириға қарита әндишилиримиз барлиқини чүшәндүрди» деди.

у американиң хитайниң мәсилиси билән болуштәк һәшәмәтчилики йоқлуқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر