афғанистанда гүмбүш партийәсиниң муавин башлиқи сүйиқәсткә учриди

афғанистанниң шәрқий шималида тәсири күчлүк қоманданлардин бири вә гүмбүш партийәсиниң муавин башлиқи пиримқул зийайи бомба һуҗумиға учрап җенидин айрилди.

1632714
афғанистанда гүмбүш партийәсиниң муавин башлиқи сүйиқәсткә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: таһар вилайәтлик сақчи идарисиниң байанатчиси халил әсир, гүмбүш партийәсиниң муавин башлиқи пиримқул зийайиниң таһарниң рустақ наһийәсигә қарашлиқ гирдаб йезисида бомба һуҗумиға учрап җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

у пиримқул зийайиниң мәзкур йезида талибанға қарши һәрбий һәрикәт елип барғанлиқини әскәртип, һуҗумниң қандақ пәйда қилинғанлиқиниң һазирчә ениқ әмәсликини вә һуҗумда икки қоғдиғучиниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

һуҗумға, һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر