җәнубий африқа файзер ваксиналирини тапшурувалди

җәнубий африқа җумһурийити вухән вируси (Kovid-19) ға қарши тәтқиқ қилип йасалған файзер (Pfizer) ваксиналириниң тунҗи түркүмини тапшурувалди.

1632970
җәнубий африқа файзер ваксиналирини тапшурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа сәһийә министири звели микайиз (Zweli Mkhize) твиттерда, ор тамбо (OR Tambo) айродурумида айропиланлардин чүшүрүлгән ваксиналарниң фотографлирини һәмбәһирлиди.

җәнубий африқа ийун ейи (2021)  ниң ахириғичә 4.5 милйон ваксинани тапшурувалиду.

җәнубий африқа вухән вирусиниң йеңи варийантлириға болған үнүминиң йахши әмәсликини сәвәб көрситип, астразенека ваксиналирини әмләштин ваз кәчкән вә «җонсон вә җонсон» (Johnson & Johnson) ваксиналирини әмләшкә башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر