баңладешта еғир кемә қазаси йүз бәрди

баңладешниң мадарипур районидики падма дәрйасида бир тез сүрәтлик йолучилар кемиси билән қум қачиланған бир парахот соқулуп кәтти.

1632802
баңладешта еғир кемә қазаси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладешниң мадарипур районидики падма дәрйасида бир тез сүрәтлик йолучилар кемиси билән қум қачиланған бир парахот соқулуп кетип, кәм дегәндә 26 адәм қаза қилди.

«дакка мунбири»ниң хәвиригә асасланғанда, нурғун йолучи олтурған тез сүрәтлик бир кемә падма дәрйасида бир қум тошуғучи парахотқа соқулуп кәткән.

мадарипур районлуқ сақчи идариси әмәлдари мирач һүсәйин, вәқәдә 26 кишиниң қаза қилғанлиқини, нурғун кишиниң йоқап кәткәнликини уқтурди.

у, қутқузуш хадимлири тәрипидин қутқузувелинған бәш кишиниң кишиниң дохтурханида балнистқа елинғанлиқини қәйт қилди.

игилинишичә, райондики издәш вә қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта икән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر