америкада айал сақчилар йағлиқ артип хизмәт қилалайду

американиң йеңи җерсий иштатиға қарашлиқ нйуарк шәһиридә мусулман айал сақчилар йағлиқ артип хизмәт қилалайдиған болди.

1632277
америкада айал сақчилар йағлиқ артип хизмәт қилалайду

түркийә авази радийоси хәвири: нйуарк шәһири аммиви бихәтәрлик дериктори брайин оһара мухбирларни күтүвелиш йиғинида, охшашмиған етиқадларни һөрмәтләйдиғанлиқини билдүрүп, «бу қарар инсанларниң етиқадлириға һөрмәт қилидиғанлиқимизни әмәлий намайан қилишимизға йардәм бериду» деди.

йиғинда нйуарк шәһәр башлиқи рас баракаму нйуарк сақчи идарисиниң мәмликәттә мусулманлар вә сихларниң етиқадлириниң тәқәззаси сүпитидә сақал қойушиға рухсәт қилған тунҗи идарә икәнликини әскәртти.

шәһәрдә йағлиқ артип хизмәт қилишқа рухсәт бериш қарарида бир мусулман айал сақчиниң сунған тәлипиниң үнүмлүк рол ойниғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر