талибан американи әйибләп қаттиқ агаһландурди

талибан американи 1-майғичә афғанистандин әскәрлирини чекиндүрмәй, 2018-йиллиқ доһа келишимигә хилаплиқ қилғанлиқи билән әйиблиди вә  америкаға қарши «қайтурма һәрикәт» елип бериш билән агаһландурди.

1632320
талибан американи әйибләп қаттиқ агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан елан қилған байанатида, келишимгә американиң хилаплиқ қилғанлиқиниң талибанниң һәрикәткә өтүш йолини ачқанлиқи әскәртилип, талибан рәһбәрлириниң бу мәсилә тоғрисида қарар мақуллишини күтүватқанлиқини вә шуниңға асасән һәрикәт қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.

қатарниң пайтәхти доһада айларчә давамлашқан музакириләрдин кейин, талибан билән америка оттурисида  2018-йили мақулланған келишимгә асасән, барлиқ чәтәл қисимлири 1-майғичә афғанистандин айрилиши керәк иди.

америка пирезиденти җо байдин афғанистанда қалған 2500 америка әскириниң һәмимини 11-сентәбиргичә чекинидүридиғанлиқини елан қилған иди.

йәнә бир тәрәптин, американиң афғанистанниң җәнубидики һәрбий базиси җайлашқан қәндиһар айродорумиға ракета һуҗуми елип берилди.

афғанистандики америка қисимлири байанатчиси соний леггет һуҗумда һечкишиниң йариланмиғанлиқини ейтти.

леггет америка әскәрлириниң қәндиһар айродорумиға қилинған һуҗумға җавап қайтурғанлиқини вә йәнә айродорумға етишқа тәййар бир қанчә ракета бомбисиниңму пачақлап ташланғанлиқини уқтурди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечкиши өз үстигә алмиди.

талибан апрелдиму қәндиһар айродорумиға һуҗум қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر