мусулман қериндашлар тәшкилати түркийәгә рәхмәт ейтти

мусулман қериндашлар тәшкилати җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни, түркийә һөкүмитини вә хәлқини қәдирләйдиғанлиқини елан қилди.

1632297
мусулман қериндашлар тәшкилати түркийәгә рәхмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлик кеңиши муавин рәиси ибраһим мунир йазма байанатида, түркийә тәрипидин сийасий панаһланғучи сүпитидә қобул қилинған мусулман қериндашлар тәшкилати қатарлиқ һәр хил мисир сийасий күчлириниң вәкиллири орун алған мисир аммиви тәшкилатлар федератсийәси иҗраийә кеңиши рәисиниң 21- апрелда мунасивәтлик органлар билән көрүшүп, түркийәдики мисирлиқ панаһланғучиларниң тәләплирини йәткүзүш вә уларниң әһвалини айдиңлаштуруш үчүн пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болғанлиқини билдүрди.

мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлик кеңиши муавин рәиси ибраһим мунир өзлириниң түркийәдә ишәнч, тинчлиқ вә бихәтәрликкә игә болғанлиқини әскәртти. мисирлиқ панаһланғучиларниң мәсилилиригә қулақ салған, дәртлиригә йәткән вә азблириға ортақ болған барлиқ идарә - орган вә тәшкилатларға чоңқур миннәтдарлиқини билдүрүп, түркийә хәлқиниң аллаһтин қалсила, өзлиридин йардәм тәләп қилған һәммила кишигә дәрвазисинии ачқанлиқиға вә панаһланғучиларға  үмид болғанлиқиға пүтүн дунйаниң шаһит болғанлиқини тәкитлиди.

ибраһим мунир байанатида, «мусулман қериндашлар тәшкилати болуш сүпитимиз билән түркийә  җумһур рәисгә, һөкүмитигә вә хәлқи билән биргә пүтүн түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрүшни қәрз һесаблаймиз, бу мунасивәт билән биз меһмандостлуқниң тәқәззасиға уйғун җавап қайтурушта вападар болушқа, мәсулийәтлиримизни толуқ ада қилишқа, шундақла һазир йолға қойулуватқан барлиқ бәлгилимә вә қанунларға һөрмәт қилиш билән биргә дөләтниң муқимлиқи вә бихәтәрликигә қилчиму зийанлиқ иш қилмаслиққа вәдә беримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر