кабулда бир май қачилаш понкитиға от кетип 10 киши қаза қилди

афғанистанниң пайтәхти кабулда түнүгүн кәчтә бир май қачилаш понкитида йүз бәргән от апитидә 10 киши қаза қилди.

1632349
кабулда бир май қачилаш понкитиға от кетип 10 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан ички ишлар министирлиқи байанатчиси тариқ арйән, түнүгүн кәчтә кабулниң шималидики шакардара районида бир май қачилаш понкитида йүз бәргән от  апитиниң әтигән саәтләрдә контроллуқ астиға елинғанлиқини ейтти.

от апитидә 10 кишиниң қаза қилғанлиқини билдүргән арйән 14 кишиниң йариланғанлиқини уқтурди.

арйән от апитиниң сәвәбиниң техи ениқланмиғанлиқини, май қачилаш понкитидин башлинип май тошуш аптомобиллириғиму туташқанлиқини әскәртти.

ички ишлар министирлиқи байанатчиси арйән от апити нәтиҗисидә нәччә онлиған аптомобил вә май тошиғучи аптомобилларниң ишләткили болмайдиған һалға келип қалғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر