4 нәпәр аләм учқучиси йәршариға қайтип кәлди

хәлқара аләм қатниши понкитидики 6 айлиқ вәзиписини тамамлиған 4 нәпәр аләм учқучиси йәршариға қайтип кәлди.

1632313
4 нәпәр аләм учқучиси йәршариға қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: наса аләм учқучиси майк хопкинс, виктор гловер, шаннон валкер вә йапонийә аләм учқучиси сочи ногучи «SpaceX» капсули билән 6 йерим саәт йол йүргәндин кейин американиң флорида иштатиға қонди.

америкада бир аләм кемисиниң аридин 53 йил өткәндин кейин, кечидә тунҗи қетим йәр йүзигә қонғанлиқи билдүрүлди.

аләм учқучилири нойабирда охшаш капсул билән хәлқара аләм понкитиға барған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر