афғанистанда җамә бомба һуҗумиға учриди

афғанистанниң пайтәхти кабул әтрапидики пәрван вилайитиниң баграм наһийәсигә җайлашқан бир һәрбий базидики җамәгә қилинған бомба һуҗумида 1 аманлиқ сақлиғучи һайатидин айрилди.

1631898
афғанистанда җамә бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: пәрван вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң башлиқи абдулварис раһиминиң ахбарат васитилириға билдүрүшичә, пәрван вилайитиниң баграм наһийәсигә җайлашқан бир һәрбий базидики җамәгә қилинған бомба һуҗумида, 1 аманлиқ сақлиғучи һайатидин айрилған, 24 аманлиқ сақлиғучи йариланған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

түнүгүн, афғанистанниң логар вилайитидә иптар вақтида аптомобил бомба арқилиқ қилинған һуҗумдиму 30 киши җенидин айрилған, 90 дин артуқ киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر