һиндистанда дохтурханида йүз бәргән от апитидә 15 адәм өлди

һиндистанда «ковид – 19» йуқуми бимарлири давалиниватқан дохтурханида йүз бәргән от апитидә 15 киши һайатидин айрилди.

1631964
һиндистанда дохтурханида йүз бәргән от апитидә 15 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәштә мушәққәтлик күнләрни баштин кәчүрүватқан һиндистанда, «ковид – 19» вируси билән йуқумланғанлар давалиниватқан дохтурханида от апити йүз бәрди.

гуҗарат өлкисидики бир дохтурханиниң  биринчи қәвитидә башланған от апити, қисқа вақит ичидә пүткүл бинаға тутушуп кәтти.

от апитидә 15 «ковид – 19» йуқуми бимари һайатидин айрилди, 50 бимар болса дохтурхана хадимлири вә от өчүрүш әтрәтлири тәрипидин қутқузувелинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر