йәмәндә уруштин қепқалған оқ-дорилар балиларниң җениға замин болмақта

йәмәнниң ғәрбигә җайлашқан һудәйбә билән җәнубидики таиз шәһәрлиридә йүз бәргән партлашта, бәш кичик бала җенидин айрилди.

1631280
йәмәндә уруштин қепқалған оқ-дорилар балиларниң җениға замин болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: б д т һудәйбә келишимини қоллаш пирограммисиниң йазма байанатида, һудәйбәниң әлмуравва наһийәсидә партлатқучларниң партлиши нәтиҗисидә, үч кичик балиниң җенидин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, йәмәндики тәрәпләргә, туралғу җайлирида уруштин ешип қалған оқ-дориларни тазилаш чақириқ қилинди.

таизниң ғәрбидики макбана наһийәсидә, һусийларниң менамийот оқиниң партлиши сәвәбидин икки кичик бала җенидин айрилди.

һусийлар партлашқа мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар 2014-йилидин буйан пайтәхт санаа вә бәзи районларниң контроллуқини қолида тутуп кәлмәктә.

сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисим 2015-йилдин тартип һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر