исраилийәдә еғир қистаңчилиқ вәқәси йүз бәрди

исраилийәдә лаг баомәр байрими тәбрикләнгән районда көрүлгән қистаңчилиқ сәвәбидин 44 адәм җенидин айрилди, 103 адәм йариланди.

1631148
исраилийәдә еғир қистаңчилиқ вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мерон теғидики тәбрикләш паалийити өткүзүлүватқан җайда йерим кечидин өткәндә намәлум бир сәвәбтин қистаңчилиқ йүз бәрди.

вәқәдә бир қисим кишиләрниң еғир йариланғанлиқи тоғрисидики учурға асасән, районға алтә қутқузуш тик учар айропилани вә көп санда сәһийә хадими әвәтилди.

баш министир бинйамин нетанйаһу тивиттерда елан қилған учурида, вәқәгә «еғир апәт» дәп баһа берип, йариланғанларниң саламәтиликиниң әслигә келишини тиләйдиғанлиқини билдүрди.

«ерусалим почтиси гезити» ниң хәвиридә болса, қистаңчилиқта 44 кишиниң қаза қилғанлиқи, 103 кишиниң йариланғанлиқи, йариланғанларниң 44 нәпириниң йарилиниш әһвалиниң еғир икәнлики қәйт қилинди.

ундин башқа, районға бир дала дохтурханиси тәсис қилинғанлиқи вә алдирашчилиқ сәвәбидин телефон торида мәсилә көрүлгәнлики илгири сүрүлди.

исраилийә сақчилириниң мерон теғидики қистаңчилиқ вәқәсини тәкшүрүшни башлиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر