блинкен украинада зийарәттә болиду

америка билән русийә оттурисидики украина киризиси кәскинлишиватқан бир пәйттә, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен келәр һәптә украинада дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1631260
блинкен украинада зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: блинкен, америка қошма иштатлириниң «‹ CBS› телевизийә қанили» билән өткүзгән вә қаналда һәптә ахирлири тарқитилидиған сөһбитиниң дәсләпки бөлүмидә, украинадики өзгиришләр һәққидә учришишларни елип бериш үчүн бу дөләттә зийарәттә болидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «нөвәттә русийәниң украина чеграсиға топлиған әскәр сани, русийә қиримни ишғал қиливалған 2014 – йилдикидинму көптур. русийә пирезиденти виладимир путинниң мәқсәтлирини билидиғанлиқимизни ейталмаймән, у ишқа ашуруш йаки ашурмаслиқни таллайдиған нурғун хусуслар бар.»

йеқиндин буйан русийә әскәрлириниң чекиниш җәрйаниниму йеқиндин көзитиватқанлиқлирини әскәрткән блинкен, америка қошма иштатлириниң украинани қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر