қатар сәуди әрәбистанниң ташқи сийасәт чақириқини қоллиди

қатар сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлманниң иранни өз ичигә алған хәлқаралиқ асасларға тайанған дийалог мәзмунидики ташқи сийасәт чақириқини қоллиди.

1630556
қатар сәуди әрәбистанниң ташқи сийасәт чақириқини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман алсани твиттерда, сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадисиниң түнүгүн (2021-йили 28-апрел) қилған чақириқини қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.

қатар ташқи ишлар министири алсани: «б д т келишимлиригә бойсунуш, дөләтләрниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилиш вә ички ишлириға арилашмаслиқ, мәдәнийәтлик дөләтләрниң асаслири болуп, район вә дунйаниң тинчлиқ һәмдә бихәтәрликини қоғдашниң капалити һесаблиниду. иранни өз ичигә алған районда дийалог вә йахши қошнидарчилиқ пиринсиплири асаслириға тайанған ташқи сийасәт чақириқини қоллаймиз» деди.

сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман рәсмий телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип: «иран қошна дөләт. биз иран билән йахши мунасивәт орнитишни арзу қилимиз» деди.

сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисир 2017-йили 5-ийун қатарни «террорлуқ гуруппилирини қоллиғанлиқи» тоғрисида әйибләп барлиқ дипломатик мунасивәтләрни үзүп ташлиған болуп, бу дөләткә иқтисадий ембарго йүргүзүшни башлиған иди.

қатар әйибләшләрни рәт қилған вә бу әһвал парс қолтуқи районида киризисқа сәвәб болған иди.

сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири файсал бин фәрһан алсууд 5-йанвар (2021) әлула шәһиридә өткүзүлгән 41-нөвәтлик парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши йиғинида, қатарға ембарго йүргүзүлгән дөләтләрниң доһа билән дипломатик мунасивәтләрни қайтидин орнатқанлиқини вә ембаргониң әмәлдин қалдурулғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر