байдин дөләт мәҗлисидики тунҗи қетимлиқ нутуқида американиң ички-ташқи сийасити тоғрисида тохталди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин дөләт мәҗлисидики тунҗи қетимлиқ нутуқида, дөләтниң ички – ташқи сийасәтлириниң тәпсилати тоғрисида тохталди.

1630460
байдин дөләт мәҗлисидики тунҗи қетимлиқ нутуқида американиң ички-ташқи сийасити тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин 2021 – йили 20 – йанвардин буйан тунҗи қетим дөләт мәҗлисиниң бирләшмә йиғинида йуқири палата вә авам палата әзалириға хитаб қилди.

пирезидент җо байдин, дунйаниң нөвәттә бу әсирниң әң хәтәрлик йуқумлуқ кесили болған ковид – 19 вә (1929 – йилидики дунйа иқтисадий киризисидин буйанқи) әң еғир иқтисадий киризисқа дучар болғанлиқини ейтти, һәмдә дөләтниң барлиқ имканийәтлирини ваксина үчүн сәпәрвәр қилғанлиқини тәкитлиди.

ташқи сийасәт тоғрисидиму муһим вәдиләрни қилғанлиқини әскәрткән байдин: «хитай дөләт рәиси ши (җинпиң) билән өткүзгән телефон сөһбитимдә униңғиму дедим, биз риқабәтни қизғин қарши алимиз, тоқунушниң койида әмәсмиз» деди.

у, русийә президенти виладимир путин билән өткүзгән телефон сөһбитидиму тоқунушниң койида әмәсликлирини, лекин қилған ишларниң кәлтүридиған ақивәтлириниң барлиқини ейтқанлиқини әскәртип: «русийәниң сайламлиримизға арилишишиға, һөкүмитимиз вә ширкәтлиримизгә қилған тор һуҗумлириға мувазинәтлик инкасларни қайтурдуқ. бирақ, мәсилә ортақ мәнпәәтлиримизгә кәлгәндә, һәмкарлиқ орниталаймиз. путин бизниң тегишлик җавабни беридиғанлиқимизни наһайити йахши чүшәнди» дегәнләрни қәйт қилди.

иран вә шималий корейәниң йадро пиланлириниң дунйа үчүн еғир хәвп икәнликини илгири сүргән байдин: «бу дөләтләр пәйда қилған тәһдитләргә қарши дипломатийә вә қәтий ирадә билән күрәш қилиш үчүн иттипақдашлиримиз билән йеқиндин һәмкарлишимиз» деди.

у йәнә афғанистандики америка әскәрлиригә ишарәт қилған һалда «әмди өйгә қайтиш пәйти» деди.

пирезидент җо байдин американиң ички вәзийитигә қайтип: «нөвәттики бизниң вәтинимиздики әң еғир террорлуқ тәһдити ақ тәнлик ирқчилиқидур. ақ тәнлик ирқчилиқи бир терроризм болуп, уни көрмәскә салсақ болмайду» деди.

у америкадики қорал сетиш мәсилисигә мунасивәтлик бәзи йучуқларни итиш үчүн хизмәт ишләватқанлиқлирини тилға алди.

көчмәнләр мәсилисиниңму һәр даим америка қошма иштатлириниң әң муһим мәсилилириниң бири болуп кәлгәнликини оттуриға қойған байдин: «30 йилдин артуқ вақиттин буйан сийасийонлар көчмәнләр мәсилиси ислаһати тоғрисида гәп қиливатқан болсиму, әмма һечқандақ иш қилмиди. әмди буни түзитиш вақти кәлди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر