29.04.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1630629
29.04.2021

«‹стар› гезити», « әлийев түркийә сәзгүрликини тәкитлиди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен билән телефонда көрүшти. әлийев сөһбәттә америка пирезиденти җо байдинниң 1915-йилидики вәқәләргә «ирқий қирғинчилиқ» дәп тәбир ишләткәнлики үстидә тохтилип, «түркийә әзәрбәйҗанниң йеқин дости вә иттипақдишидур. уруштин кейинки мәзгилдә районимизда интайин муһим вә иҗабий рол ойнимақта. америка пирезидентиниң бу байанати әзәрбәйҗан һөкүмити вә хәлқини биарам қилди» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «татар қибрис мәсилисини мәңгүлүк һәл қилиш чарисиға игә қилиш үчүн 6 маддилиқ тәклип сунди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

шималий қибрис түрк җумһурийити пирезиденти әрсин татар қибрис мәсилисини мәңгүлүк һәл қилиш чарисиға игә қилиш үчүн 6 маддилиқ тәклипини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи антонийо гутерресқа сунди. тәклиптә, қибрис түрк хәлқигә мәнсуп болған игилик һоқуқ, баравәрлик вә баравәр хәлқаралиқ салаһийәтниң етирап қилинишиниң реал вә имканийәтлик сиҗил һәл қилиш йолиға тутишидиған нәтиҗигә йүзләнгән сөһбәткә йол ачидиғанлиқи тәкитләнди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «йәрлик ваксина кәң көләмдә ишлитиштин илгирики ахирқи басқучта» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

сәһийә министири фаһрәттин коҗа ковид-19 ға қарши елип берилған йәрлик ваксина ишләпчиқириш хизмәтлири һәққидә мәлумат бәрди.  йәрлик ваксина тәтқиқатида ахирқи басқучта туруватқанлиқини билдүрүп, «кәлгүси бир нәччә күндә 3-басқучлуқ синақ башлиниду. бу кәң көләмлик ишлитилишиниң ахирқи басқучи болиду» деди.

«‹вәтән› гезити», «түркийә йеңилиқ йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

мәркизи ишханиси америкада турушлуқ хәвәр тор бекити «Al Monitor» түркийәниң TCG анадолу һуҗумчи парахотини қораллиқ учқучисиз айропилан (SİHA) парахотиға өзгәртиш арқилиқ һәрбий саһәни йеңи бир уқумға игә қилғанлиқини йазди. бу парахотниң пүтүнләй учқучисиз айропилан (SİHA) лар билән қоралландурулиши дунйада тунҗи қетимлиқ иш болуп, парахотниң 2023-йили паалийәтни башлиши мөлчәрләнмәктә.

«‹һөрийәт› гезити», «формула 1 түркийәгә қайтип кәлди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дунйадики әң муһим моторлуқ қатнаш вастиси тәнтәрбийәлириниң бирси болған «формула 1» мусабиқиси, 11 - ийундин 13-ийунғичә интерситий истанбул бағчисида өткүзүлиду. милйардлиған көрүрмәнлири болған вә дөләтләрниң тонутилишиғиму зор төһпә қошидиған бибаһа қиммәткә игә «формула 1» мусабиқиси, өткән йили дөлитимизгә елип келингән иди. мусабиқиниң дунйаниң һәрқайси җайлирида зор қизиқиш билән көрүлиши, маһир шопурлар билән әтрәтләрниң түркийәгә мәдһийә оқуши билән дөлитимиз бу йилму «формула 1» мусабиқисиға саһибханлиқ қилидиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر