15 милйон долларлиқ херидари болған дунйа бойичә әң қиммәт почта маркиси

дунйа бойичә әң қиммәт баһалиқ почта маркисиға 15 милйон долларлиқ херидар чиқидиғандәк қилиду.

1630719
15 милйон долларлиқ херидари болған дунйа бойичә әң қиммәт почта маркиси

түркийә авази радийоси хәвири: әнгилийә гвианада ишләпчиқирилған почта маркиси пайтәхт лондондики «Sothebys» талаштуруп сетиш орнида көргәзмә қилинди.

6-айда талаштуруп сетиш орнида сетилидиған бу почта маркисиниң 15 милйон долларға сетилип рекорт йаритиши мөлчәрләнмәктә.

филатик мутәхәссиси давид бич, «бу почта маркиси почта маркилири ичидә <монализа> ға охшайду. бир синтлиқ бу почта маркиси асаслиқи гезит тарқитишта ишлитиләтти. буларниң көпинчиси ташливетиләтти. бу почта маркисиниң бүгүнгичә сақлинип қелиши бир мөҗизә» деди.

почта маркисини 1873-йили әнгилийә гвианада йашайдиған шотландийәлик вернон ваган исимлиқ ​​12 йашлиқ бир бала тапқан иди.

ваган бу почта маркисини тағисиниң қәғәзлирини ахтуруш җәрйанида көргәнликини вә қиммәтлик дәп ойлиғанлиқи үчүн сақлап қойғанлиқини билдүргән иди.

почта маркиси 1980-йили милйонер җон ду понтқа 935 миң долларға сетилип рекорт йаратқан иди.

почта маркисиниң һазирқи хоҗайиниң болса, америкалиқ мәшһур айағ лайиһәлигүчи стуарт вейтзман икәнлики билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر