йапонийә парламенти хитайниму өз ичигә алған иқтисадий һәмкарлиқ келишимини тәстиқлиди

йапонийә парламенти асийа тинч окйандики 15 дөләтни өз ичигә алған район характерлиқ универсал иқтисадий һәмкарлиқ келишими «RCEP» ни тәстиқлиди.

1629944
йапонийә парламенти хитайниму өз ичигә алған иқтисадий һәмкарлиқ келишимини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә парламентиниң йуқири қанити мәслиһәт кеңиши дөләтниң «дунйадики әң чоң әркин сода келишими» дәп аталған район характерлиқ универсал иқтисадий һәмкарлиқ келишими «RCEP» гә қатнишишини қобул қилди.

дөләтлик медийа оргини «NHK» һөкүмәт келишимидә тәминләнгән експорт, мәбләғ селиш вә истемал пурсити билән дөләтниң омумий миллий киримини %2.7 ашурушни мөлчәрләватқанлиқини билдүрди.

кйодо агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, район характерлиқ универсал иқтисадий һәмкарлиқ келишими «RCEP» йапонийәниң һәм әң чоң сода шерики хитай , һәм үчинчи чоң сода шерики җәнубий корейә тәң орун алған тунҗи сода келишими һесаблинидикән.

тавар содисиниң таможна беҗини көрүнәрлик төвәнлитиши мөлчәрлиниватқан район характерлиқ универсал иқтисадий һәмкарлиқ келишими «RCEP» дунйа нопуси вә содисиниң %30 ни өзичигә алидиған әркин сода райони бәрпа қилишни мәқсәт қилиду.

тенч окйанда, хитай, җәнубий корейә, авистиралийә, йеңи зеландийә вә шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиға әза 10 дөләт 2020-йили нойабирда район характерлиқ универсал иқтисадий һәмкарлиқ келишими һасил қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر