иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәват зариф әрбилдә күтүлмигән зийарәттә болди

муһәммәд җәват зариф ирақниң пайтәхти бағдаттики учришишлиридин кейин, әрбилгә йетип барди вә ирақ курд районлуқ һөкүмити баш министири масрур барзани билән көрүшти.

1629774
иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәват зариф әрбилдә күтүлмигән зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ курд районлуқ һөкүмити баш министири масрур барзани тивиттер һесабида елан қилған байанатида, ташқи ишлар министири зарифни әрбилдә қайта көрүштин хушал болғанлиқини билдүрди.

учришишта өзара мунасивәт шундақла районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға капаләтлик қилишниң муһимлиқи тәкитләнди, тәрәпләр оттурисидки сода вә мәбләғ селиш мунасивитини техиму тәрәққий қилдуруш мәсилиси музакирә қилинди.

зариф әрбилдики учришиши җәрйанида ирақ курд районлуқ һөкүмитиниң рәиси нәчирван барзани шундақла сабиқ һөкүмәт рәиси мәсут барзани биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر