америка ваксина әмләткүзгәнләр үчүн маска тақаш шәртини әмәлдин қалдурди

америка қошма иштатлири кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи, ковид – 19 ваксинисини толуқ әмлитип болғанларниң пәвқуладдә қистаңчилиқ болмиған барлиқ әһвалларда маскисиз йүрүшигә болидиғанлиқини уқтурди.

1629793
америка ваксина әмләткүзгәнләр үчүн маска тақаш шәртини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: ковид - 19 ваксинисини толуқ (һәр икки қутисини) әмлитип болған америкалиқлар үчүн чиқирилған йеңи қолланмида, сиртта чениқиши, тамақ йейиши вәйаки иҗтимаий алақә қилишиға болидиғанлиқи қәйт қилинди.

ваксина әмләнгән кишиләрниң техи ваксина әмләткүзмигән башқа аилә әзалири билән өй ичи йаки сиртларда маскисиз вә иҗтимаий арилиққа диққәт қилмастин учрашса болидиғанлиқи оттуриға қойулған қолланмида, мәзкур кишиләрниң ичидә ковид – 19 ға гириптар болуш хәвпини ашуруветидиған бәзи кесәлликлири бар кишиләрниң болмаслиқи керәклики тәкитләнди.

буниң билән бирликтә маска тақашниң йәнила бихәтәр икәнликигә ишарәт қилған америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизиниң байанатида: «маскисиз сиртқа чиқиштин бурун, өз әһвалиңизни, шундақла аилиңиздикиләр вә әтрапиңиздики кишиләргә йетидиған ойлишишиңиз керәк» дегән ибариләргә орун берилди.

йәнә бир тәрәптин, кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи, сатирачхана, нәқ мәйдан ойун паалийәтлири, паратлар, сода сарайлири, ибадәтханилар вә музейларға охшаш сорунларда толуқ иммунитетланған кишиләрниңму маска тақашни давамлаштуруши тәвсийә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر