сүрийәниң җәраблус наһийәсидә террорлуқ һуҗумлири йүз бәрди

сүрийәниң шималидики җәраблус наһийәсидә айрим - айрим 2 нуқтида бирла вақитта йүз бәргән бомбилиқ террорлуқ һуҗумлирида 1 бала өлди, 20 пуқра йариланди.

1629720
сүрийәниң җәраблус наһийәсидә террорлуқ һуҗумлири йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» арқилиқ террорчилардин тазиланған җәраблус наһийәси мәркизидә, бир мотосиклит билән бир пуқрави аптомобилға орунлаштуруп қойулған бомбилар, бирла вақитта партлитилди.

һуҗумлар нәтиҗисидә, дәсләпки мәлуматларға қариғанда 1 бала һайатидин айрилди, 20 пуқра йариланди.

йаридарлар җәраблустики дохтурханиларға орунлаштурулди.

өлгәнләр вә йариланғанлар саниниң көпийип кетишидин әндишә қилинмақта.

нәқ мәйданда тәкшүрүшләрдә болған йәрлик бихәтәрлик күчлири, һуҗумларниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к тәрипидин елип берилған болуш еһтималлиқи үстидә издәнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر