макензие америка - түркийә мунасивәтлири тоғрисида тохталди
америка армийәси мәркизий қисимлар (CENTCOM) қомандани генерал – полковник кенет макензие, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент байдинниң учришишиниң мунасивәтләрниң кәлгүси үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини ейтти.
1629821
түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси мәркизий қисимлар (CENTCOM) қомандани генерал – полковник кенет макензие, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғини җәрйанида ишқа ашурулидиған учришишиниң икки дөләт мунасивәтлириниң кәлгүси үчүн пайдилиқ икәнликини ейтти.