русийә украиналиқ бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

русийә охшаш усулда инкас қайтуруш пиринсипиға асасән, украинаниң москвадики баш әлчиханисида ишләйдиған бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди.

1628958
русийә украиналиқ бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, 19- апрел украина тәрәпниң бир рус дипломатни «халанмиған адәм» дәп елан қилишидин ибарәт «достанә болмиған» һәрикитигә қарита, москваниң охшаш усулда инкас қайтуруш пиринсипиға асасән, украиналиқ бир дипломатни «халанмиған адәм» дәп елан қилғанлиқини уқтурди.

украиналиқ дипломатниң 30- апрелғичә русийәдин айрилишиниң тәләп қилинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, әгәр украина тәрәп русийә дипломатлириға «дүшмәнләрчә» муамилә қилишни давамлаштурса, украинаниң русийәдики дипломатлириға қарши қошумчә тәдбирләрниң қоллинилидиғанлиқи оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر