малайшийа һиндистан билән болған айропилан сәпәрлирини тохтатти

малайшийа һиндистанда оттуриға чиққан вухән вируси (Kovid-19) варийантиниң дөләттә тарқилишиниң алдини елиш үчүн айропилан сәпәрлирини тохтитишни қарар қилди.

1629138
малайшийа һиндистан билән болған айропилан сәпәрлирини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа дөләт мудапиә министири исмаил сәбрийақуб һиндистанда оттуриға чиққан вә «B.1.617 » дәп аталған варийантқа қарши йолға қойулған тәдбирләрни елан қилди.

у һиндистан билән малайшийа оттурисида бивастә йаки вастилик өзара айропилан сәпәрлириниң әтә (2021-йили 28-апрел) дин башлап бир мәзгил тохтитилидиғанлиқини билдүрди.

у: «малайшийада хизмәт қилиш вә туруш рухсити болған һиндистан пуқралириниң чеградин кириши чәклиниду» деди.

у малайшийаниң һиндистандин мал киргүзүш ишлириниңму бир мәзгилгичә тохтитилидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر